"миллий тәрбийә" классный час

  • Разработки уроков
  • docx
  • 22.04.2017
Публикация на сайте для учителей

Публикация педагогических разработок

Бесплатное участие. Свидетельство автора сразу.
Мгновенные 10 документов в портфолио.

Бүнүнки күндә заманивий тәққият йолини таллавалған яшлар арисида миллий тәрбийини тәрғибат қилиш чоң әһмийәткә егидур. Миллий тәрбийә һәққидики чүшәнчилирини кәңәйтип, уни техиму риважландуруш чоң әһмийәкә егә. Синип саатида оқуғучилар билән мәзкүр мавзу һәққидә тәһлил қилиш арқилиқ уларниң чүшәнчилирини кәңәйтиш мәхситидә мәзкүр режә йезилди.Бүнүнки күндә заманивий тәққият йолини таллавалған яшлар арисида миллий тәрбийини тәрғибат қилиш чоң әһмийәткә егидур. Миллий тәрбийә һәққидики чүшәнчилирини кәңәйтип, уни техиму риважландуруш чоң әһмийәкә егә. Синип саатида оқуғучилар билән мәзкүр мавзу һәққидә тәһлил қилиш арқилиқ уларниң чүшәнчилирини кәңәйтиш мәхситидә мәзкүр режә йезилди.
Иконка файла материала миллий тәрбийә.docx
Дәрисниң мавзуси: Миллий тәрбийә һәққидә немә билимиз? Дәрисниң мәхсити: Оқуғучилар миллий тәрбийә һәққидики чүшәнчилирини кәңәйтиду, тәһлил қилиду вә  тәрбийиниң әһмийити һәққидики чүшәнчилирини кәңәйтиду І. Уюштуруш қисми. Дәрисниң бериши 1. Саламлишииш.  2.Новәтчи билән иш  3.Бирлик атмосферисини қуруш «Мениң тилигим...»   оқуғучилар  тиләклирини ейтиду 4. Топқа  санаш  арқилиқ бөлүш :  1.Тәрбийә   2.Иззәт    3. Һөрмәт   4. Келәчәк 5. Урпи­адәт  5. Муәллимниң киришмә сөзи.         «Мейигә һужум»  ­Тәрбийә  адәмгә немә үчүн һажәт?  ­Миллий тәрбийигә немә ятиду? А)Тонуштуруш. Һәр топ әзалири топиниң намлирини яқлап чиқиду: немә үчүн топ шундақ  аталған  топ наминиң мавзу билән қандақ бағлиниши бар? (Һәр топ әзалири  өзлириниң  намини чүшәндүриду) Ә) Миллий тәрбийәниң әһмийити немидә? Мазусиға баянатни топ билән тәйярлап, һәр топтин  бир оқуғучи ейтип бериду Б) оқуғучи  миллий тәрбийәгә беқиниши керәкму? ( еғизчә жавап бериду, һәр оқуғучи ойлири  билән бөлүшиду Г) тәрбийилик оқуғучиниң  портретини  тәсвирләп  бериңлар  Д) миллий тәрбийә вә хәлиқләр достлуғиниң өз ара бағлиниши барму? Хуласиләп өтүш. Тәрбийидики асасий  мәхсәт­адәм әмгиги  вә тәбиәтниң бәргән байлиқлирини   қәдирләштин ибарәт. Дехан йәрни, суни, нанни қәдирлигән. Шуниң үчүнму нанни қәдирләш  һәққидә  урпи­адәтләр көп сақланған. Көп вақитларда «яман болиду» дегән чүшәнчини  қоллинимиз. Шундақла қәсәм ичимиз «нан урсун, худа урсун»в.б.  Көплигән мақал­тәмсилләр  әмгәкчанлиққа тәрбийиләйду, « нанни дәссимә қарғу болисән», нанни қәдирләш, әмгәкни  қәдирләшкә чақириду.    Әмгәк билән бирликтә уйғурларда иззәт­һөрмәткиму көп көңүл бөлиду. «Чоңға  һөрмәт, кичиккә  иззәт» принципи билән әмәлгә ашиду. Ата­анини ,аилә әзалирини қәдирләш биз үчүн биринчи  орунда туриду, сәвәви адәмниң дунияға келишиниму ата­аниниң алдида балилиқ пәризини  орунлаш, уларниң дуасини елиш билән бағлаштуриду, демәк бала ата­анини бир өмүр қәдир тутуп, уларниң қилған әжрини ада қилиши керәк. Билим елиш, тазилиқ, һарамлиқ қилмаслиқ буларниң  һәммиси миллий тәрбийиниң асасини тәшкил қилиду. Тәрбийигә сәл қаримаслиқ һажәт, сәвәви  тәрбийә бүгүн пәйда болған еқим болмай, әсирләр давамида әждатлиримизниң яратқан түгимәс  ғәзниси вә байлиғидур.  . Рефлексия. Мени үчүн пайдилиқ болди... Маңа яқти...    Мениң тилигим...